аллаһ қилған әмәллириңлардин хәвәрдардур

аллаһ өз пәзлидин бәргән нәрсиләргә (йәни пул ـ малға) бехиллиқ қилидиғанлар бехиллиқни өзлири үчүн пайдилиқ дәп гуман қилмисун.

744276
аллаһ қилған әмәллириңлардин хәвәрдардур

түркийә авази радийоси: ал имран сүриси, 174 – 180 - айәтләр. улар аллаһниң немити вә пәзли билән қайтип кәлди, һечқандақ зийан ـ зәхмәткә учримиди, улар аллаһниң разилиқини издиди. аллаһ улуғ пәзл игисидур[174]. әнә шу шәйтан өз достлирини (йәни куффарларни) қорқитиду. әгәр мөмин болсаңлар, улардин қорқмаңлар, мәндин қорқуңлар[175]. (и муһәммәд!) куфриға өзлирини атиғанлар (йәни сөзлири вә һәрикәтлири билән куфриға шапашлайдиған мунапиқлар) сени ғәмкин қилмисун, улар һәқиқәтән (куфри билән) аллаһқа қилчә зийан йәткүзәлмәйду. аллаһ ахирәттә уларға (савабтин) һечбир несивә бәрмәсликни халайду؛ улар чоң азабқа дучар болиду[176]. иманни куфриға тегишкәнләр (йәни мәзкур мунапиқлар) (куфри билән) аллаһқа қилчә зийан йәткүзәлмәйду, улар қаттиқ азабқа дучар болиду[177]. капирлар өзлиригә (җаза бәрмәстин) мөһләт беришимизни (йәни өмрини узун қилишимизни) һәргиз өзлири үчүн пайдилиқ дәп гуман қилмисун, уларға мөһләт беришимиз (вә әҗилини кечиктүрүшимиз) пәқәт уларниң гунаһиниң көпийиши үчүндур. улар (ахирәттә) хар қилғучи азабқа дучар болиду[178]. аллаһ йаманни (йәни мунапиқни) йахшидин (йәни мөминдин) айримиғучә мөминләрни (йәни силәрни) һазирқи петиңларчә қоймайду. аллаһ силәрни ғәйбтинму хәвәрдар қилмайду вә лекин аллаһ пәйғәмбәрлиридин халиғинини таллап, униңға (муһәммәд әләйһиссаламға мунапиқларниң һалини билдүргәндәк) ғәйбни билдүриду؛ аллаһқа вә униң пәйғәмбәрлиригә иман ейтиңлар, әгәр силәр иман ейтсаңлар вә (пәрвәрдигариңлардин) қорқсаңлар, чоң савабқа еришисиләр[179]. аллаһ өз пәзлидин бәргән нәрсиләргә (йәни пул ـ малға) бехиллиқ қилидиғанлар бехиллиқни өзлири үчүн пайдилиқ дәп гуман қилмисун, әмәлдә бу улар үчүн зийанлиқтур؛ уларниң бехиллиқ қилған нәрсиси қийамәт күни уларниң бойниға тақақ қилип селиниду. асманларниң вә йәрниң мираси аллаһниңдур (йәни каинаттики һәммә нәрсә аллаһниң мүлки болуп, улар паний болғандин кейин аллаһниң дәргаһиға қайтиду). аллаһ қилған әмәллириңлардин хәвәрдардур[180].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر