әгәр аллаһ силәргә йардәм бәрсә, силәрни һеч киши йеңәлмәйду

әгәр аллаһ силәргә йардимини тәрк әтсә, аллаһтин башқа силәргә ким йардәм бериду?

741449
әгәр аллаһ силәргә йардәм бәрсә, силәрни һеч киши йеңәлмәйду

түркийә авази радийоси: ал имран сүриси, 158 – 165 - айәтләр. әгәр силәр (өз әҗилиңлар билән) өлсәңлар йаки (җәң мәйданида) өлтүрүлсәңлар, (ахирәттә) чоқум аллаһниң дәргаһиға топлинисиләр (аллаһ силәрни әмәлиңларға қарап мукапатлайду)[158]. аллаһниң рәһмити билән сән уларға мулайим болдуң؛ әгәр қопал, бағри қаттиқ болған болсаң, улар чөрәңдин тарқап кетәтти؛ уларни әпу қил, улар үчүн мәғпирәт тилигин, ишта улар билән кеңәшкин؛ (кеңәшкәндин кейин) бир ишқа бәл бағлисаң, аллаһқа тәвәккүл қилғин. аллаһ һәқиқәтән тәвәккүл қилғучиларни дост тутиду[159]. әгәр аллаһ силәргә йардәм бәрсә, силәрни һеч киши йеңәлмәйду. әгәр аллаһ силәргә йардимини тәрк әтсә, аллаһтин башқа силәргә ким йардәм бериду? мөминләр йалғуз аллаһқа тәвәккүл қилсун! (йәни һәммә ишни аллаһқа тапшурсун)[160]. һечқандақ бир пәйғәмбәр ғәниймәткә хийанәт қилмайду (йәни буни тәсәввур қилғили болмайду). кимки ғәниймәткә хийанәт қилидикән, қийамәт күни у хийанәт қилған нәрсиси билән (йәни хийанәт қилған нәрсиси гәҗгисигә артилған һалда) келиду. һәр кишниң қилған әмәлигә толуқ мукапат, (йаки) толуқ җаза берилиду, уларға (йахшиларниң савабини кемәйтиветип, асийларниң җазасини ашуруветип) зулум қилинмайду[161]. аллаһниң разилиқини издигән киши аллаһниң ғәзипигә учрашқа тегишлик болған кишигә охшамду? аллаһниң ғәзипигә учрашқа тегишлик болған кишиниң баридиған җайи җәһәннәмдур, җәһәннәм немидегән йаман җай![162]. аллаһниң дәргаһида уларниң дәриҗиси түрлүк болиду. аллаһ уларниң қилмишлирини көрүп турғучидур[163]. аллаһ мөминләргә аллаһниң айәтлирини тилавәт қилидиған, уларни (гунаһлардин) пак қилидиған, уларға китабни вә һекмәтни (йәни қуран вә сүннәтни) өгитидиған, өзлиридин болған бир пәйғәмбәр әвәтип, уларға чоң еһсан қилди؛ һалбуки, улар бурун очуқ гумраһлиқта иди[164]. силәргә йәткән мусибәт силәр дүшмәнгә йәткүзгән мусибәтниң йеримиға тәң келидиған турса (йәни уһуд ғазитида силәрдин 70 киши шеһит болған турса, бәдри ғазитида болса мушриклардин 70 кишини өлтүргән, 70 кишини әсир алған турсаңлар), силәр йәнә: «бу мусибәт қәйәрдин кәлди?» дедиңлар. ейтқинки, «у силәрниң өзлириңлардин (йәни пәйғәмбәрниң әмригә хилаплиқ қилғанлиқиңлар вә ғәнимәткә һерис болғанлиқиңлардин) болди». аллаһ һәқиқәтән һәр нәрсигә қадирдур[165].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر