ғәмдин кейин аллаһ силәргә әминлик чүшүрүп бәрди

ғәмдин кейин аллаһ силәргә әминлик чүшүрүп бәрди, силәрниң бир қисмиңларни (йәни һәқиқий мөминләрни) мүгдәк басти, йәнә бир қисмиңлар (йәни мунапиқлар) өзлири билән болуп кәтти.

733473
ғәмдин кейин аллаһ силәргә әминлик чүшүрүп бәрди

түркийә авази радийоси: ал имран сүриси, 154 – 157 - айәтләр. ғәмдин кейин аллаһ силәргә әминлик чүшүрүп бәрди, силәрниң бир қисмиңларни (йәни һәқиқий мөминләрни) мүгдәк басти, йәнә бир қисмиңлар (йәни мунапиқлар) өзлири билән болуп кәтти (йәни куффарлар қайта һуҗум қиларму, дәп җан қайғуси билән болуп кәтти), булар, җаһилийәт дәври кишилиригә охшаш, аллаһқа қарита натоғра гуманларда болди, улар: «бизгә аллаһ вәдә қилған ғәлибидин несивә барму?» дәйду. ейтқинки, «һәммә иш һәқиқәтән аллаһниң илкидә». улар саңа ашкара қилмайдиған нәрсиләрни өз ичидә йошурушиду؛ улар: «әгәр бизгә ғәлибидин азрақ несивә болса иди, бу йәрдә өлтүрәлмәйттуқ» дәйду. (и муһәммәд!) ейтқинки, «әгәр силәр өйлириңларда болған тәқдирдиму (араңлардики) өлтүрүлүши пүтүветилгән кишиләр чоқум өзлириниң өлидиған җайлириға беришиду (аллаһниң қазасидин қечип қутулғили болмайду). (аллаһниң мундақ қилиши) көңлүңлардикини синаш вә қәлбиңлардики нәрсиләрни паклаш үчүндур. аллаһ көңүлләрдикини (йахшилиқ болсун, йаманлиқ болсун) билгүчидур»[154]. икки қошун (йәни мусулманлар билән мушриклар) бир ـ бири билән учрашқан күндә, ичиңлардики (җәңдин) һәқиқәтән йүз өрүгән кишиләрни, бәзи қилмишлири (йәни пәйғәмбәрниң әмригә мухалипәтчилик қилғанлиқи) түпәйлидин, шәйтан тейилдурушқа орунди؛ аллаһ һәқиқәтән уларни әпу қилди. аллаһ һәқиқәтән мәғпирәт қилғучидур, наһайити һәлимдур (йәни асийлиқ қилғанларни җазалашқа алдирап кәтмәйду)[155]. и мөминләр! сәпәргә чиққан йаки ғазатқа чиққан қериндашлири һәққидә, улар йенимизда болғанда өлмәйтти вә өлтүрүлмәйтти, дегән капирларға охшаш болмаңлар, аллаһ буни уларниң диллирида һәсрәт қилсун. аллаһ тирилдүриду вә өлтүриду (уларниң ғазатқа чиқмаслиқи уларни өлүмдин қутулдуралмайду). аллаһ қилмишиңларни көрүп турғучидур[156]. шүбһисизки, әгәр силәр аллаһ йолида (йәни ғазатта) өлтүрүлсәңлар йаки (ғазатқа кетип берип өз әҗилиңлар билән) өлсәңлар, силәргә аллаһ тәрипидин болған мәғпирәт вә рәһмәт, әлвәттә, уларниң топлайдиған дунйасидин артуқтур[157].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر