һиндистанлиқ 12 йашлиқ қиз ейништийинниң алдиға өтүп кәтти

һиндистанлиқ 12 йашлиқ қизниң әқил бөлүнмиси ейништийин вә хавкиңдин ешип кәтти.

728244
һиндистанлиқ 12 йашлиқ қиз ейништийинниң алдиға өтүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, теги һиндистанлиқ 12 йашлиқ қиз  Rajgauri Pawar әнглийәниң чешире мәмурий районида әқил бөлүнмиси синиқиға қатнишип 162 номур алған, шуниң билән, у қиз ейништийин хавкиңдәк талантлиқлардинму  ешип кәткән.

паварниң манчестер университетида оқутқучилиқ қилидиған дадиси доктор сураҗқумар павар, «қизим бу нәтиҗиси билән бу җәһәттә әң йуқири номур алған әң йаш талантлиқ болуп қалди» деди.

«Times of India» ниң хәвәр қилишичә, нәтиҗиләр елан қилинғандин кейин һиндистанлиқ қизға әқил бөлүнмиси талантлиқлири әза болған менса кулубиға әзалиқ тәклипи сунулған.

игилинишичә, әқил бөлүнмиси синақлирида «талантлиқ»ларниң сәвийә синиқи 140 номур икән,  ейништийин билән хавкиңниң әқил бөлүнмиси синақлирида алған номури 160 дәп тәхмин қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر