аллаһ залим қәвмни һидайәт қилмайду

аллаһниң, пәриштиләрниң вә инсанларниң һәммисиниң ләнитигә учраш уларға берилгән җазадур.

712851
аллаһ залим қәвмни һидайәт қилмайду

түркийә авази радийоси: ал имран сүриси, 84 – 91 - айәтләр. (и муһәммәд! уларға) ейтқинки, «биз аллаһқа иман ейттуқ, бизгә назил қилинғанға (йәни қуранға), ибраһимға, исмаилға, исһаққа, йәқубқа вә униң әвладлириға назил қилинған вәһйигә, мусаға берилгәнгә (йәни инҗилға) вә пәйғәмбәрләргә пәрвәрдигари тәрипидин берилгәнгә (йәни китабларға) иман ейттуқ, уларниң һечбирини айривәтмәймиз (йәни уларниң бәзисигә иман ейтип, бәзисини инкар қилмаймиз), биз аллаһқа бойсунғучилармиз»[84]. кимки ислам (динидин) ғәйрий динни тиләйдикән, һәргиз у (йәни униң дини) қобул қилинмайду, у ахирәттә зийан тартқучидур[85]. иман ейтқандин, пәйғәмбәрниң һәқ икәнликигә шаһит болғандин вә өзлиригә рошән дәлилләр кәлгәндин кейин капир болған қәвмни аллаһ қандақму һидайәт қилсун! аллаһ залим қәвмни һидайәт қилмайду[86]. аллаһниң, пәриштиләрниң вә инсанларниң һәммисиниң ләнитигә учраш уларға берилгән җазадур[87]. улар дозахта мәңгү қалиду. улардин азаб йениклитилмәйду. кечиктүрүлмәйду[88]. пәқәт тәвбә қилғанлар вә (бузуқ әмәллирини) түзәткәнләр буниңдин мустәсна, аллаһ (мундақларға) мәғпирәт қилғучидур вә меһрибандур[89]. шүбһисизки, иман ейтқандин кейин капир болғанлар, андин куфрини техиму ашурғанларниң тәвбиси һәргизму қобул қилинмайду. әнә шулар гумраһлардур[90]. шүбһисизки, капир болуп (тәвбә қилмастин) куфри билән өлгәнләрниң һечбиридин йәр йүзигә бир келидиған алтун фидийә бәрсиму қобул қилинмайду, әнә шулар қаттиқ азабқа қалиду. уларға (уларни аллаһниң азабидин қутулдуридиған) һечбир мәдәткар болмайду[91].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر