«мөминләргә назил қилинған вәһйигә әтигәндә иман ейтиңлар, кәчқурунлуқи йенивелиңлар»

әһли китабтин бир түркүми: «мөминләргә назил қилинған вәһйигә әтигәндә иман ейтиңлар, кәчқурунлуқи йенивелиңлар, (шундақ қилсаңлар) улар (имандин) қайтиши мумкин. пәқәт силәрниң диниңларға әгәшкәнләргила ишиниңлар» деди.

708585
«мөминләргә назил қилинған вәһйигә әтигәндә иман ейтиңлар, кәчқурунлуқи йенивелиңлар»

түркийә авази радийоси: ал имран сүриси, 71 – 77 - айәтләр. и әһли китаб! немә үчүн һәқни батилға арилаштурисиләр вә билип туруп һәқни (йәни муһәммәд әләйһиссаламниң китаблириңлардики сүпитини) йошурисиләр?[71]. әһли китабтин бир түркүми: «мөминләргә назил қилинған вәһйигә әтигәндә иман ейтиңлар, кәчқурунлуқи йенивелиңлар, (шундақ қилсаңлар) улар (имандин) қайтиши мумкин. пәқәт силәрниң диниңларға әгәшкәнләргила ишиниңлар» деди. (и муһәммәд!) ейтқинки, «тоғра йол аллаһниң йолидур». (йәһудийлар бир ـ биригә ейтиду) бирәрсигә силәргә берилгәнгә охшаш вәһий берилиштин йаки уларниң (йәни мусулманларниң) (қийамәт күни) пәрвәрдигариңларниң дәргаһида силәр билән муназирилишишидин (йәни муназирилишип силәрни йеңип қойушидин қорқуп) пәқәт диниңларға әгәшкән адәмгила ишиниңлар (диниңларда болмиған һеч адәмниң пәйғәмбәрликини етирап қилмаңлар. әгәр силәр муһәммәдниң пәйғәмбәрликини иқрар қилип униң диниға кирмисәңлар, бу қийамәт күни силәргә қарши пакит болиду). (и муһәммәд!) ейтқинки, «пәзл ـ кәрәм (йәни пәйғәмбәрлик) аллаһниң илкидидур. аллаһ уни халиған кишигә бериду». аллаһ (ниң пәзли) кәңдур, (аллаһ) һәммини билгүчидур[72ـ73]. аллаһ рәһмитини өзи халиған кишигә хас қилиду, аллаһ улуғ пәзл игисидур[74]. әһли китабтин бәзи кишиләр барки, униңда көп мал аманәт қойсаңму саңа уни қайтуруп бериду؛ улардин йәнә бәзи кишиләрму барки, униңда бир динар аманәт қойсаңму униң бешида турмиғичә (йәни қайта ـ қайта сүйлимигичә) уни саңа қайтуруп бәрмәйду. бу шуниң үчүнки, улар: «үммиләрниң мелиға хийанәт қилсақ бизгә гунаһ болмайду (йәни бизниң динимизда болмиғанларниң маллири бизгә һарам әмәс)» деди, улар билип туруп аллаһ намидин йалғанни тоқуйду[75]. ундақ әмәс (йәни улар башқа диндикиләргә зулум қилса гунаһ болиду). әһдигә вапа қилған вә гунаһтин сақланғанлар (аллаһ дост тутқан кишиләрдур), чүнки аллаһ тәқвадарларни һәқиқәтән дост тутиду[76]. аллаһқа бәргән әһдини вә қәсәмлирини азғина бәдәлгә тегишидиғанлар ахирәттә (аллаһниң рәһмитидин) һечқандақ несивигә еришәлмәйду, қийамәт күни аллаһ уларға (уларни хуш қилидиған) сөз қилмайду, уларға (рәһмәт көзи билән) қаримайду, уларни (гунаһлиридин) паклимайду, улар қаттиқ азабқа қалиду[77].

исраил оғуллириға әвәтилгән пәйғәмбәр



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر