бәшикташ командисиниң тәрәпдарлири гиретсийәликләрниң ағзини тувақлап қойди

атинадики георгиос караискакис тәнтәрбийә залида олимпиакос командиси билән бәштикташ командиси оттурисида өткүзүлгән мусабиқидә бәшикташ командисиниң тәрәпдарлири гиретсийәликләрниң ағзини тувақлап қойди.

688802
бәшикташ командисиниң тәрәпдарлири гиретсийәликләрниң ағзини тувақлап қойди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшикташ командисиниң 100 нәпәр тәрәпдари мусабиқә башланғандин тартип ахирлашқанға қәдәр бәшикташ командисиға алқиш йаңритип зални ләрзигә кәлтүри.

 UEFA мусабиқиләргә рәқиб командиларниң қоллиғучилириниң кирмәслики тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргәниди.  шундақтиму бәшикташ командисиниң 100 нәпәр тәрәпдари бәшикташ командисини қоллаш мәқситидә тәнтәрбийә залиға кирди. болупму алдинқи мәйдан учришишиниң дәсләпки миниутлирида бәшикташ командиси тәрәпдарлириниң йаңратқан алқишлири диққәт қозғиди.

иккинчи мәйдан учришишида болса бәшикташ командисиниң варатаға топ киргүзүшидин кейин гиретсийә командисиниң тәрәпдарлири сүкүткә чөмди һәмдә бәшикташ командисиниң 100 тәрәпдариниң алқишлириға қулақ селиш биләнла чәкләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر