капирлар һийлә - нәйрәңлири билән пәқәт туймастин өзлиринила алдайду

капирлар һийлә - нәйрәңлири билән аллаһни вә мөминләрни алдимақчи болиду, һәқиқәттә улар туймастин өзлиринила алдайду.

649236
капирлар һийлә - нәйрәңлири билән пәқәт  туймастин өзлиринила алдайду

түркийә авази радийоси хәвири: бәқәрә сүриси, 5 – 23 - айәтләр

әнә шулар пәрвәрдигариниң тоғра йолида болғучилардур, әнә шулар бәхткә еришкүчиләрдур[5]. шүбһисизки, капирларни агаһландурамсән, агаһландурмамсән, бәрибир, улар иман ейтмайду[6]. аллаһ уларниң диллирини вә қулақлирини печәтливәткән (иманниң нури кирмәйду), уларниң көзлири пәрдиләнгән (һәқиқәтни көрмәйду), улар (ахирәттә) қаттиқ азабқа дучар болиду[7]. кишиләр арисида аллаһқа вә ахирәт күнигә ишәндуқ дегүчиләр бар, һәқиқәттә улар ишәнмәйду (йәни ағзида ишәндуқ дегини билән, көңлидә ишәнмәйду)[8]. улар аллаһни вә мөминләрни алдимақчи болиду, һәқиқәттә улар туймастин өзлиринила алдайду[9]. уларниң диллирида кесәл (йәни мунапиқлиқ вә шәклиниш) бар, аллаһ уларниң кесилини күчәйтивәтти؛ йалған сөзлигәнликлири (йәни йалғандин иманни дәва қилғанлиқлири вә аллаһниң айәтлирини мәсхирә қилғанлиқлири) үчүн улар қаттиқ азабқа дучар болиду[10]. уларға: «йәр йүзидә бузғунчилиқ қилмаңлар» дейилсә, «биз ислаһ қилғучилармиз» дәйду[11]. билиңларки, улар һәқиқәтән бузғунчилардур, лекин буни өзлири туймайду[12]. уларға (йәни мунапиқларға): «иман ейтқан кишиләрдәк (йәни саһабиләрдәк чин көңлүңлар билән) иман ейтиңлар» дейилсә, «биз иман ейтқан әхмәқләргә охшаш иман ейтамдуқ?» дәйду. билиңларки, уларниң өзлирила әхмәқләр, лекин (буни) улар туймайду[13]. улар мөминләр билән учрашқинида: «биз иман ейттуқ» дейишиду, шайатунлири (йәни мунапиқ каттибашлири) билән йалғуз җайда тепишқанда болса: «биз һәқиқәтән силәр билән биллимиз, пәқәт (тилимизниң учидила иман ейтип қойуп) мөминләрни мәсхирә қилимиз» дәйду[14]. мәсхирә қилғанлиқлири үчүн аллаһ уларни җазалайду, уларни гумраһлиқлирида қойуп беридуки, улар теңирқиған һалда йүрүшиду[15]. әнә шулар һидайәтни берип, гумраһлиқни алди. шуңа содиси пайда кәлтүрмиди, улар һидайәт тапқучи болмиди[16]. улар гойаки (кечидә иссиниш вә йоруқлуқ елиш үчүн) от йаққан кишиләргә охшайду, от уларниң әтрапини йорутқанда, аллаһ уларниң (отиниң) йоруқини өчүрүвәтти, уларни (әтрапидики һеч нәрсини) көрәлмәйдиған қараңғулуқта қалдурди[17]. улар гастур (йәни гас аңлимиғандәк, йахшилиқни аңлимайду), гачидур (йәни гача сөзлийәлмигәндәк, йахши ишни сөзлийәлмәйду), кордур (йәни кор болуп қалғандәк, тоғра йолни көрмәйду), шуңа улар (гумраһлиқтин) қайтмайду[18]. йаки улар зулмәтлик, гүлдүрмамилиқ вә чақмақлиқ қаттиқ йамғурда қалған, гойа чақмақ соқуветип өлүп кетиштин қорқуп, қулақлирини бармақлири билән етивалған кишиләргә охшайду. аллаһ капирларни (йәни уларниң һәммә әһвалини) билип турғучидур[19]. чақмақ чаққанда улар көз нуридин айрилип қалғили тас қалиду, улар чақмақ йоруқида меңивалиду؛ қараңғулуқ қаплиғанда туруп қалиду. аллаһ халиса иди, уларни аңлаш вә көрүш қуввитидин әлвәттә мәһрум қилатти. аллаһ һәқиқәтән һәр нәрсигә қадирдур[20]. и инсанлар! тәқвадарлардин болушуңлар үчүн, силәрни вә силәрдин бурунқилар (йәни өткәнки үммәтләр) ни йаратқан пәрвәрдигариңларға ибадәт қилиңлар[21]. аллаһ силәргә земинни төшәк вә асманни бина (йәни йултузларниң зичлиқида бинаға охшаш) қилип бәрди, булуттин йамғур йағдуруп бәрди, силәргә ризиқ болуш үчүн йамғур арқилиқ түрлүк мевиләрни өстүрүп бәрди. әмди аллаһқа шерик кәлтүрмәңлар, һалбуки, силәр (аллаһниң шерики йоқлуқини) билип турисиләр[22]. бәндимиз (муһәммәд) гә биз назил қилған қурандин шәкләнсәңлар, қуранға охшаш бирәр сүрини мәйданға чиқирип беқиңлар (қуранға тәәрруз қилишта) аллаһтин башқа йардәмчиңларниң һәммисини (йардәмгә) чақириңлар, (қуран инсанниң сөзи дегән гепиңларда) растчил болсаңлар[23].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر