лавровниң байанатиниң әксичә һәләб шәһири қаттиқ бомбардиман қилинмақта

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров түнүгүн һамбургда байанат елан қилип, хәлқниң йөткиливелиши үчүн әсәд қисимлириниң һәрбий һәрикәтлирини тохтатқанлиқини җакарлиған иди.

627294
лавровниң байанатиниң әксичә һәләб шәһири қаттиқ бомбардиман қилинмақта

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: русийә, һәләбтә башшар әсәд қисимлири елип бериватқан һуҗумларниң тохтайдиғанлиқини вә миңлиған пуқраларниң йөткилидиғанлиқини елан қилған болушиға қаримай, әсәд әскәрлири хәлқни бомбардиман қилишни давамлаштурмақта.

түнүгүн ахшамдин буйан райондин пуқраларни йөткәш хизмәтлири пүтүнләй тохтиди. 

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров түнүгүн һамбургда америка ташқи ишлар министири җон керрий билән өткүзгән учришишидин кейин йәрлик вақит 20:30 өткәндә байанат елан қилип, хәлқниң йөткиливелиши үчүн әсәд қисимлириниң һәрбий һәрикәтлирини тохтатқанлиқини җакарлиған иди.

арқидинла русийә дөләт мудапиә министирлиқи йеңи бир байанат елан қилип, 2900 кичик балини өз ичигә 8500 пуқраниң йөткәлгәнликини, хели нурғун сандики қораллиқларниң қораллирини ташлап тәслим болғанлиқини вә әсәд тәрипидин әпу қилинғанлиқини илгири сүргән иди.

бирақ һәләбтә турушлуқ анадолу агентлиқи мухбири, сергей лавровниң байанатидин кейин қисқиғинә муддәт тохтиған бомбардиманниң түнгүн саәт 23:00 әтрапида қайтидин башланғанлиқини, һәтта фирдәвс вә шәйх сәид мәһәллилиригә тик учар айропиланлар билән деңиз миналирини ташлиғанлиқини билдүрди.

таң атқичә давамлашқан бомбардиманчилиқниң бир қанчә саәт тохтиғандин кейин йәнә қайта башланғанлиқи қәйт қилинди.

әсәд армийәси вә шиә милитанлар һален, зибдийә, сәйх сәид, йүсүф, сәйфәл дәвлә, җуб шәләби, фирдәвс, бостан әл қәсир, сүккәри вә маади районлирини һәм қуруғлуқтин, һәм һавадин бомбардиман қилишни давамлаштурмақта.

йәнә бир тәрәптин әсәд қисимилири алқиниға киргүзүвалған мәһәллиләрдә қелип қалған йаки чеқип кетәлмигән нурғун санда пуқраларни охшаш болмиған районларға йөткәш башланғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

әсәд ахбаратлири болса, әскәрләрниң контироллуқиға өткән районлардики хәлқниң өйлиридин чиқириливатқан көрүнүшлирини «пуқралар йөткәлмәктә» дәп тарқатмақта.

шәрқий һәләбтә қозғилаңчиларниң контироллуқидики 15 келометирлиқ җайда 200 миңдин артуқ пуқра сақланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر