дунйаниң тунҗи кечик сода сарай парахоти истанбулда

дунйаниң тунҗи үзәләйдиған кечик сода сарай парахоти истанбулда ләңгәр ташлиди.

580848
дунйаниң тунҗи кечик сода сарай парахоти истанбулда

түркийә авази радийоси хәвири:  қартал  портидин аданаға сәпәр қилидиған вә кийим – кечәк, айағ һәм сомкилар сетилидиған кечик сода сарай парахоти истанбулда ләңгәр ташлиди.

дунйаға даңлиқ маркиларниң мәһсулатлири төвән баһада сетилидиған парахотта һәр ай түрлүк паалийәтләр елип берилиду.

бу ай 1974 – йили қибриста мухбирлиқ қиливатқанда 24 – авғуст күни румлар тәрипидин йаридар һаләттә әсиргә елинған вә арқидин өлтүрүлгән 27 йашлиқ шеһит журналист адәм йавузниң исми берилгән вә истанбуллуқларға уда 40 йил мулазимәт қилғандин кейин дәм елишқа чиққан шеһит адәм йавуз  классик шәһәр линийәлири парахоти талланди вә мәдәнийәт мираси болған парахотқа һечқандақ өзгәртиш киргүзүлмиди.

парахот қартал портидин 1 йерим саәт давамлишидиған араллар сәпәрлири арқилиқ херидарлириға охшимиған дәриҗидә сода – сетиқ тәҗрибиси қазандуриду һәмдә уда 1 ай сәпәрлирини давамлаштуриду.

кечик сода сарай парахоти әтигән саәт 10 дин кәч саәт 22 гичә очуқ болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر