нуман қуртулмуш: әмди мәсулийәтлирини ада қилиш нөвити йавропа иттипақида

нуман қуртулмуш йавропа иттипақиниң конкерт, рошән вә учуқ - ашкара һәрикәт қилишини шундақла бунчә көп мәсулийитини ада қилған түркийәгә бәргән вәдисигә әмәл қилишини үмит қилидиғанлиқини ейтти.

505506
нуман қуртулмуш: әмди мәсулийәтлирини ада қилиш нөвити йавропа иттипақида

түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир нуман қуртулмуш түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқ басқучи вә виза кәчүрүм қилиш муддити үстидә тохтилип, «әмди мәсулийәтлирини ада қилиш нөвити йавропа иттипақида дур» деди.

муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси нуман қуртулмуш чанкайа сарийида баш министир бинали йилдиримниң рийасәтчиликидә өткүзүлгән миниситирлар кабенти йиғини давамлишиватқан мәзгилдә ахбаратчиларға байанат бәрди.

нуман қуртулмуш түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқ басқучи вә виза кәчүрүм қилиш муддити үстидә тохтилип, йавропа иттипақиниң конкерт, рошән вә учуқ - ашкара һәрикәт қилишини шундақла бунчә көп мәсулийитини ада қилған түркийәгә бәргән вәдисигә әмәл қилишини үмит қилидиғанлиқини ейтти.

йавропа билән түркийә җумһурийити һөкүмити оттурисида елип берилған музакириләрниң толиму җиддий бир музакирә икәнликини билдүргән нуман қуртулмуш: «музакириләрниң һеч бир бетидә вә һечбир күнидә түркийә һечбир җүмлини  мундақла «гәп болсун» дәп қилип қойғини йоқ. йавропа иттипақи тәрипидин қилинған сөзләр вә берилгән һечбир вәдиләр бекарға берилгән әмәс, дәп қараймиз.  шуңлашқа биз түркийә болуш сүпитимиз билән тегишилик вәзипимизни сәмимийлик билән орундидуқ. тәниҗидә түркийә  йавропа иттипақи билән болған музакириләрни қәтий ирадә билән даваламштурмақта. биз әмди нәтиҗисини һасил қилишни халаймиз» деди.

нуман қуртулмуш йавропа иттипақиниң ичидә түркийәгә қарши сийасәтләрни тәрәққий қилдүрүшни халайдиған бәзи дөләтләрниң барлиқини билдүрүп,  «биз өткүзгән музакирә җиддий бир музакиридур. нә түркийәниң ички сийаситиниң темиси әмәс, нә йавропа иттипақиниң ички сийастиниң темиси әмәс» деди.

нуман қуртулмуш байанатида шәрқий җәнуптики террорлуққа қарши күрәш елип бериливатқан бәзи шәһәрләрниң йөткилидиғанлиқиға даир сөзләрниң түркийәниң күнтәртипидә йоқлуқини билдүрүп, «террорлуққа қарши күрәшниң асаслиқ бир қисми шәһәрләрдә ахирлашти.  башқа җайларда елип бериливатқан террорлуққа қарши күрәшләр болса, террорлуқ тәшклатлири түркийәгә һеч қандақ зийан йәткүзәлмәйдиған һалға кәлтүрүлгәнгә қәдәр давамлишиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر