хитай ширкити германийәдә айродурум сетивалмақчи

бу айродурум илгири һәрбий ишларға ишлитилгән болуп, узундин буйан дөләтниң йаридими билән кетип бармақта иди.

505553
хитай ширкити германийәдә айродурум сетивалмақчи

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә узун мәзгилдин буйан зийан тартип келиватқан фиранкфор һан айродуруми хитайға сетип берилидиған болди.

сетивилиш басқучида ренланд чфалз өлкисидики айродурумниң %82.5 лик һәссидарлиқиниң шаңхәй йичаң сода ширкитигә өткүзүп берилиши пиланланмақта.

рианайер һава йоллири ширкитигә охшаш иқтисад ширкәтлири тәрипидинму ишлитилгән бу айродурумниң %17.5 лик һәссиси һессен өлкисиниң қолида болиду.

айродурумниң тулуқ баһасиниң 10 милйон йавро икәнликини билдүрүлди һәмдә сетиш ишлириниң тамамлиниши үчүн һөкүмәтниң тәстиқлиши керәклики қәйт қилинди.

хитай ширкитиниң бу айродурумни асийа билән йаропа оттурисида йолучиларни йөткәш вә болупму йемәк – ичмәк екиспорти үчүн ишлитиши мөлчәрләнмәктә.

бу айродурум илгири һәрбий ишларға ишлитилгән болуп, узундин буйан дөләтниң йаридими билән кетип бармақта иди.

йавропа иттипақи айродурумларни башқуруш бәлгилимилиригә көрә, 2024 – йилиғичә фиранкфор һан айродуруминиң ишлитилиши вә селинмилири үчүн дөләт җәмий 50 милйон йавро йардәм қилидикән.

  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر