уйғур елидә рамизан

уйғур елидә, кадирлар, ишчи – хизмәтчиләр вә оқутқучи – оқуғучиларниң роза тутушқа болмайдиғанлиқи, ашхана – ресторанлардин нормал тиҗаритини давамлаштуруш тәләп қилинғанлиқи билдүрүлди.

505267
уйғур елидә рамизан

түркийә авази радийоси хәвири:  6– ийун кириши билән, дунйадики мусулманлар роза тутушни башлиди. нурғунлиған дөләтләрдә рамизан ейи тәбрикләнди. җүмлидин америка пирезиденти барак обамаму рамизанлиқ тәбрик телеграммиси елан қилип, рамизанниң мәниви тәрәптин такаммаллуққа йетиш вә әпу қилиш ейи икәнликини, дунйаниң һәммә җайлирида иптар дастиханлириниң мусулманларни бир йәргә җәм қилидиғанлиқини вә ақсарайниң дәрвазисини мусулманларға ечиш үчүн төт көзи билән күтүватқанлиқини әскәртти.

уйғур елиниң партком секретари ислам дини иниститутини зийарәт қилған

тәңритағ торида, 5 - ийун аптоном районлуқ парткомниң секретари җаң чүншйән , аптоном районниң рәиси шөһрәт закир қатарлиқларниң шинҗаң ислам дини иниститутини зийарәт қилип, һәр милләт оқутқучи – оқуғучилири билән көрүшкәнлики хәвәр қилинди.

хәвәрдә, җаң чүншйәнниң, « аптоном районимиздики ислам дини затлири вә һәр милләт мусулманлириға, җүмлидин сирттики шинҗаңлиқ мусулманларға әң гүзәл тиләк тиләймән ــــ рамизан ейиңлар қутлуқ болсун» дегәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, җаң чүншйәнниң, «рамизан ейи инақлиққа толған, өзи үстидә ойлинидиған, тәләпчан болуп хәйрихаһлиқ қилидиған, уруқ - туғқанлиқ меһриниң һузурини сүридиған ай, кишиләрни йахши әмәлләрни қилиш, йахши әмәлләрни қәдирләшкә үндәйдиған ай» дәп «тәблиғ» қилғанлиқи билдүрүлди.

хитай даирилири рамизан ейиға санақлиқ бир қанчә күн қалғанда, «шинҗаңдики диний етиқад әркинлики» мавзулуқ бир парчә ақ ташлиқ китаб елан қилип, «рамизан ейида мусулманчә ашхана – ресторанларниң ечишни давамлаштуруш йаки тақиветиш әркинликиниң болидиғанлиқи» ни билдүргән иди.

ундақта, уйғур елидә роза тутуш йаки рамизанда ашхана – ресторанларниң ечилиши йуқирида дегәндәк болуватамду?

б б с агентлиқи уйғур елидики бир һөкүмәт тор бетидики уқтурушни асас қилип, оқутқучи – оқуғучилар, партийә әзалири, дөләт мәмурлири қатарлиқларниң роза тутушқа болмайдиғанлиқини, ашхана – ресторанларниң рамиизан мәзгилидә нормал тиҗарәт қилишниң тәләп қилинғанлиқини хәвәр қилди.

уйғур паалийәтчиләр, уйғурларниң нормал диний вә рамизанлиқ ибадәтлириниң тәһдиткә учраватқанлиқини, хитай аманлиқ хадимлириниң мәсчидләрни давамлиқ назарәт қилидиғанлиқини билдүргән.

хитай һөкүмитиниң ақ ташлиқ китаби дунйада диққәт қозғиған иди. бу қетим диний паалийәтләр қаттиқ контрол қилинидиған уйғур ели парткоми секретариниң һарпа күнидә рамизанни тәбриклиши техиму диққәт тартти



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر