сомалидики айропилан вәқәсигә бомба партлаш сәвәб болған

сомали пайтәхти муқдишуда 2 – феврал көккә көтүрүлүп узун өтмәй партлаш йүз бәргән айропилан вәқәсидә, бомба партлиғанлиқи елан қилинди.

428891
сомалидики айропилан вәқәсигә бомба партлаш сәвәб болған

түркийә авази радийоси хәвири: сомали һөкүмәт байанатчиси абдурраһман осман бир йолучиниң компийутериға бомба орунлаштурған болуши мумкин дәп пәрәз қилиниватқанлиқини әскәртти. у компийутерни бәргән икки кишиниң бириниң үстидә айродурум хизмәтчилири кийидиған кийим барлиқини билдүрди. у камерада көрүнгән икки кишини өз ичигә алған 20 гумандарниң тутулуп, сорақ қилиниватқанлиқини уқтурди.

муқдишуда айродурум вә шәһәрдики муһим җайларда бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилди.

һуҗумға һазирчә һечқандақ тәшкилат йаки шәхс җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди. бирақ, һәмминиң диққити әл қаидәгә четишлиқ әшшабаб тәшкилатиға мәркәзләшмәктә. ичидә хизмәтчи хадимларни қошқанда 75 киши бар болған айропиланда, көккә көтүрүлүп 15 минуттин кейин партлаш йүз бәргән вә айропиланниң гәвдисидин ечилған төшүктин бир йолучи етилип чиқип кетип һайатидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر