йавропада газ баһаси өрлиди
йавропада тәбиий газ баһаси түнүгүн (16-апрел) оттура шәрқтики җиддий вәзийәт сәвәбидин %7.5 өрлиди.
2128742
түркийә авази радийоси хәвири: йавропада исираилийә-иран оттурисидики җиддий вәзийәт сәвәбидин газ билән тәминләштә ақсаш болуши әндишәси нәтиҗисидә, газ баһаси %7.5 өрлиди.
украина-русийә уруши русийәдин йавропаға туруба йоли билән газ тошушни тохтитип қойған болуп, йавропа хәлқаралиқ базарлардики давалғуш сәвәбидин техиму қийин әһвалға чүшүп қалған иди.
қиш пәсли ахирлашқан болсиму, хәлқаралиқ базарлардики өзгиришләр еһтийаҗға мунасивәтлик әндишәләрни күчәйтип, газ баһасиға тәсир көрсәтмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду
министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.