түркийә исираилийәгә бәзи мәһсулатларни експорт қилишни чәклиди

түркийә исираилийәгә 54 мәһсулат түрини експорт қилишқа чәклимә қойушни қарар қилди.

2126217
түркийә исираилийәгә бәзи мәһсулатларни експорт қилишни чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: сода министирлиқи исираилийәгә бәзи мәһсулатларни експорт қилишқа чәклимә қойулғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, исираилийәгә қурулушта ишлитилидиған төмүрдин полат мәһсулатлириғичә, мәрмәрдин сапал буйумларғичә болған мәһсулат түрлирини өз ичигә алидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«түркийә 2024-йили 9-апрелдин башлап исраилийәгә бир қисим мәһсулатларниң експортини чәкләшни қарар қилди. қарар мунасивәтлик министирлиқ тәрипидин дәрһал иҗра қилиниду. чәклимиләр исраилийә ғәззәдә дәрһал уруш тохтитидиғанлиқини җакарлиғучә, инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йетәрлик дәриҗидә вә үзүксиз йәткүзүлишигә рухсәт қилғучә күчкә игә болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر