түркийә 10 йилдин буйан буғдай уни експортида дунйа бойичә биринчиликни сақлап кәлмәктә

дунйа банкисиниң әң йеңи санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 2022 – йили  түркийәниң буғдай уни експортида биринчиликни сақлап кәлгәнликиниң 10 – йили толған.

2121524
түркийә 10 йилдин буйан буғдай уни експортида дунйа бойичә биринчиликни сақлап кәлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә 2013-йили 2 милйон 100 миң тонна буғдай уни експорт қилған болуп, бу саһәдики експорт 2016-йилғичә үзлүксиз ешип, 3 милйон 500 миң тонниға йәткән.

гәрчә 2017 - йилидин 2021 – йиллириғичә болған мәзгилдә експортта төвәнләш көрүлгән болсиму, әмма бу түркийәниң йәр шари експортидики биринчиликиәә тәсир көрсәтмигән. експорт нисбити 2022 - йили 3 милйон 100 миң тонна дәп руйхәткә елинған.

шундақ қилип, түркийә 2013 – йилидин 2022 – йиллириғичә болған мәзгилдә буғдай уни експортида изчил биринчиликни сақлап кәлгән.

бу мәзгилдә експорт %43.8 ашқан.

түркийәдин қалсила қазақистан, германийә, өзбекистан, аргентина вә һиндистан експортта алдинқи қатардики дөләтләр болуп һесаблиниду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر