йәрлик аптомобил <тог> февралда түркийәдә әң көп сетилған токлуқ аптомобилға айланди

түркийәдә февралда токлуқ аптомобил базиридики сетиш нисбити бойичә алаһидә үстүнлүк билән биринчилик орнини сақлап қалди.

2112342
йәрлик аптомобил <тог> февралда түркийәдә әң көп сетилған токлуқ аптомобилға айланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә февралдики «толуқ токлуқ» аптомобил сетиш сани 4713 данә болди.

йәрлик аптомобил <тог> %25.48 лик базар үлүшини давамлаштурди.

токлуқ аптомобил маркилири арисида йуқири өрләшни давамлаштуруватқан <тог> февралда 1201 данә сетилди.

<тог> дин қалсила 523 данә сетиш билән BMW иккинчи, 510 данә сетиш билән Ssangyong үчинчи, 321 данә сетиш билән Mercedes-Benz  төтинчи, 281 данә сетиш билән Opel бәшинчи болди.

тесла (Tesla) болса, 75 данә сетиш билән тизимликтә 11- болди.

йәнә бир тәрәптин, модел бойичә баһалиғанда, Togg T10X әң көп сетилған модел болди.

<тог> дин қалсила Ssangyong Torres иккинчи, BMW 5 үчинчи, BYD Atto  төтинчи вә MG MG4 бәшинчи болди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر