түркийә 2003-йилидин буйан 262 милйард доллар мәбләғ җәлп қилди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси мәбләғ селиш ишханиси рәиси бурак дағлиоғлу, түркийәниң 2003 -йилидин буйан 262 милйард доллар мәбләғ җәлп қилғанлиқини билдүрди.

2111571
түркийә 2003-йилидин буйан 262 милйард доллар мәбләғ җәлп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси мәбләғ селиш ишханиси рәиси бурак дағлиоғлу хәлқара мәбләғ салғучилар җәмийити (YASED)ниң 43-нөвәтлик омумий йиғинда сөз қилип, түркийәниң 2003-йили киши бешиға тоғра келидиған миллий кирими 3 миң доллар болған оттура төвән киримлик бир дөләт икәнликини әскәртти вә сөзини давамлаштуруп: «нөвәттә түркийә киши бешиға тоғра келидиған миллий кирими 13 миң долларға йәткән оттуридин йуқири киримлик ​​дөләтләрниң бири. түркийә әйни вақитта дунйа содисида миңда 5 тин азрақ көп үлүши бар бир дөләт болған болса, һазир %1.1 дин артуқ експорт нисбити билән әмәлий пейини ашурди» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә түркийәниң 2003-йилидин буйан 262 милйард доллар мәбләғ җәлп қилғанлиқини  сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر