қизиқ нуқтиға айланған шәрқий ақ деңиз вә енергийә запаслири

маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, енергийә запаслириниң байқилиши билән бирликтә қизиқ нуқтиға айланған шәрқий ақ деңизниң йеқиндин буйанқи вәзийити тоғрисида тохтилип өтимиз.

2103569
қизиқ нуқтиға айланған шәрқий ақ деңиз вә енергийә запаслири

қизиқ нуқтиға айланған шәрқий ақ деңиз вә енергийә запаслири

түркийә авази радийоси: 2000-йилларниң башлирида шәрқий ақ деңизда һидро карбон запаслириниң байқалғанлиқи һәққидә қарашлар оттуриға қойулушқа башлиди, 2007-йили 26-йанвар дунйави киризис кәлтүрүп чиқиридиған наһайити муһим бир вәқә йүз бәрди؛ җәнубий қибрис рум һөкүмити шәрқий ақ деңизда бир тәрәплимә һалда «алаһидә иқтисадий район» елан қилип, һәммисила дегүдәк дәталашлиқ болған 13 районда һидро карбон чарлаш паалийити елип баридиғанлиқини уқтурди.

америка геологийәлик тәкшүрүш идарисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, шәрқий ақ деңизда 30 милйард варил нефиткә баравәр һидро карбон записи бар болуп, омумий қиммити тәхминән 1.5 тирилйон долларға йетидикән. буларниң көпинчиси тәбиий газ икән.

ақ деңизға қошна дөләтләр билән хәлқаралиқ актийорларниң бу районда елип барған һидро карбон чарлаш паалийәтлири, шәрқий ақ деңиз енергийә тәңлимисидә йеңи тәңпуңлуқниң барлиққа келишини кәлтүрүп чиқармақта. җәнубий қибрис рум һөкүмити арзусини әмәлгә ашуруш үчүн, мисир вә гиретсийә һөкүмәтлири билән келишимләрни имзалиди. лекин, бу қәдәм җавабсиз қалмиди. әнқәрә «бу бир тәрәплимә қарар»ға қаттиқ инкас қайтурди؛ көк вәтән (деңиз) тәлимати мақулланди. түркийә райондики һәқ-һоқуқлиридин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрди вә байанат елан қилип, өзигә тәвә деңизниң чәк-чеграсини пүткүл хәлқара җәмийәткә җакарлиди.

әнқәрә йавропа иттипақиниң тәһдитлиригә қаримай, өзиниң тәшәббусини илгири сүрүш йолида қәдәмләрни ташлиди؛ ливийә билән деңиз тәвәлики келишими имзалиди.

бу мусапидә йавропа иттипақи билән америка җәнубий қибрис рум һөкүмити тәрәптә турди. шәрқий ақ деңиз газини йавропаға тошуш үчүн, түркийәни айлинип өтидиған EastMed түри елан қилинди. бу түргә асасән, шәрқий ақ деңиздин чиқирилидиған тәбиий газниң гиретсийә арқилиқ италийәгә, у йәрдин йавропа иттипақи дөләтлиригә йәткүзүлүши пиланланмақта иди. пиланлар йерим йолда тохтап қалди. америка 2022-йилиниң бешида 30 милйард йавро мәбләғ селиш мөлчәрлиниватқан мәзкур түрни қоллаштин йалтайди.

һидро карбон запаслиридин башқа, һәм сүрийәдики ички уруш һәмдә пәләстин-исраилийә мәсилиси шәрқий ақ деңизни хәлқара актийорларниң күч синишиш мәйданиға айландурди. нөвәттә нурғун дөләтләрниң шәрқий ақ деңизниң хәлқара деңиз тәвәликидә һәрбий мәвҗудийити бар؛ ақ деңизда американиң оттура типтики қораллар сәпләнгән йәттә данә «зәрбидар» намлиқ уруш парахоти билән икки су асти парахоти бар. зәрбидар парахотиниң һәр бири 400 данә томахавкис намлиқ башқурулидиған бомба елип йүрәләйду. буниңдин башқа, чарлиғучи башқурулидиған бомба вә сәзгүр башқурулидиған бомбилар сәпләнгән B-2 бомбардиманчи айропиланлар билән нәччә йүз томахавкис башқурулидиған бомба йүкләнгән USS Harry S Truman намлиқ авийаткиму районда даим чарлаш елип бармақта. буниңдин сирт, американиң USS Porter вә USS Donald Cook намлиқ парахотлириму районда тохтимай үзүп йүрмәктә.

әнглйәниң қибрис арилида муһим һәрбий базиси бар болуп, бу йәрдә һуҗум вә разведка қилиш иқтидариға игә торнадо айропиланлири билән 6 данә тайфун күрәшчи айропилани бар. буниңдин башқа, әнглийәниң орни мәхпий тутулуватқан һуҗум қилиш иқтидариға игә әқлий иқтидарлиқ су асти парахотлири билән HMS Duncan намлиқ уруш парахотиму ақ деңизда мәшғулат елип бармақта.

фирансийә чарлез дегол авийаматкиси билән вәзипә өтигүчи қисимлирини даим шәрқий ақ деңизға әвәтишни давамлаштурмақта.

русийә узундин буйан сүрийәниң лазиқиййә районидики һимәймим базисида һәрбий мәвҗутлуқини сақлап кәлмәктә.

москваниң шәрқий ақ деңизда нәччә миң километирға йетип баридиған су асти бомбилири орунлаштурулған адмирал гиригорович вә адмирал ессен қоғдиғучи парахотлири бар.

2022-йили 6-айда пайтәхт қаһирәдә чақирилған шәрқий ақ деңиз тәбиий газ мунбири җәрйанида, мисир, исраилийә вә йавропа иттипақи оттурисида тәбиий газ тошуш вә експорт қилиш үч тәрәп келишими имзаланди. бу келишимни техиму кеңәйтиш үчүн, исраилийә ақ деңиздики тамар мәйданидин мисирға тәбиий газ експортини ашурушни тәстиқлиғанлиқини елан қилди.

ундақта, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири немиләрни өзгәртти?

ғәззәдики урушниң шәрқий ақ деңиздики тәбиий газлиқларниң кәлгүси тәрәққийатиға узун муддәтлик тәсирләрни көрситиши тәхмин қилинмақта؛ исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири шәрқий ақ деңизниң енергийә бихәтәрликигә еғир тәһдит елип кәлмәктә.

йавропаниң енергийә бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа мәҗбур болуши, шәрқий ақ деңиз үчүн бирла түрниң оттуриға чиқишини күчкә игә қилиду. у болсиму, тәбиий газниң түркийә арқилиқ йавропаға тошулушидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر