шимшәк түркийә-сәуди әрәбистан мәбләғ селиш вә сода мунбири йиғинида сөз қилди

түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк түркийәниң сәуди әрәбистанниң сайаһәт нишанини әмәлгә ашурушиға йардәм берәләйдиғанлиқини билдүрди.

2103150
шимшәк түркийә-сәуди әрәбистан мәбләғ селиш вә сода мунбири йиғинида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәһмәт шимшәк истанбулда чақирилған түркийә-сәуди әрәбистан мәбләғ селиш вә сода мунбири йиғини җәрйанида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

сәуди әрәбистанниң интайин улуғвар сайаһәт нишанлириниң барлиқини оттуриға қойған шимшәк, түркийәниң қурулуш саһәсидә ғайәт зор тәҗрибигә игә икәнликигә ишарәт қилип: «биз у йәр (сәуди әрәбистан)дики қурулушларниң селинип ишлитилишигә төһпә қошалаймиз. сайаһәт ширкәтлиримиз арқилиқ у йәргә сайаһәтчи әвәтишкиму йардәмчи болалаймиз» деди.

министир шимшәк түркийәниң сайаһәтчиликтә дунйаниң алдинқи 5 ниң бири икәнликини тәкитләп: «бизниң 2023-йилдики санлиқ мәлуматлиримиз ениқ. дунйаниң мунасивәтлик санлиқ мәлуматлири елан қилинса, биз бәлким 3- йаки 4-орунда болушимиз мумкин. демәк, түркийәниң бу җәһәттики тәҗрибиси интайин мол»деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر