түрк дөләтлири ара сода ешишқа йүзләнди

түркийә җумһурийити сода министири өмәр болат йеқинқи йиллардин буйан түрк дөләтлири тәшкилати әзалири арисидики содида зор ешиш болғанлиқини билдүрди.

2092423
түрк дөләтлири ара сода ешишқа йүзләнди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити сода министири өмәр болат йеқинқи йиллардин буйан түрк дөләтлири тәшкилати әзалири арисидики содида зор ешиш болғанлиқини байан қилип: «әза дөләтләр оттурисидики сода 2022-йилидики 33 милйард доллардин 2023-йили 42 милйард долларға йәтти» деди.

министир болат истанбулда өткүзүлгән түрк дөләтлири риқабәт кеңишиниң 1-қетимлиқ йиғинида қилған сөзидә: «әза дөләтләр оттурисидики сода 2022-йили 33 милйард доллар болуп, 2023-йили 42 милйард долларға йәтти. бу әза дөләтлиримизниң дунйаға қилған омумий експортиниң азла бир қисмини тәшкил қилиду» деди.

болат түрк дөләтлири тәшкилати риқабәт органлири кеңишиниң рәсмий қурулғанлиқини тилға елип, бу кеңәшниң иқтисадий мунасивәт, сода мунасивити, ишләпчиқириш вә дунйадики тәрәққийатларни көзитиш қатарлиқ җәһәтләрдә учур вә тәҗрибә алмаштуруш нуқтисидин интайин муһим вәзипиләрни өтәйдиғанлиқини билдүрди.

у сөзини давамлаштуруп: «тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә риқабәт мәдәнийити вә тонушиниң омумлишип, түзүмлишишкә йүзләнгәнликини нәзәрдә тутқинимизда, бизниң риқабәт оргинимиз муһим паалийәтләрни елип бармақта. бизму сода министирлиқи болуш сүпитимиз билән, бу өзгиришләрни иптихарлиниш ичидә көзитип қоллимақтимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر