енергийәниң 2023 - йили вә униң 2024 - йилиға даир мөлчәрләр...

«енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу санида, түркийә вә дунйаниң муһим күнтәртип маддилириниң бири болушни давамлаштуруватқан енергийәниң 2023 – йилидики қисқичә сәргүзәштиси вә униң 2024 – йилиға алақидар мөлчәрләрни диққитиңларға сунимиз.

2083046
енергийәниң 2023 - йили вә униң 2024 - йилиға даир мөлчәрләр...

еергийәниң 2023 - йили вә униң 2024 - йилиға даир мөлчәрләр...

түркийә авази радийоси: 2023-йили енергийә дунйа вә түркийәниң әң муһим күнтәртиплириниң бирини тәшкил қилди. 2024-йилиму әһвал буниңдин пәрқлиқ болмайду... түркийә йеқинқи йилларда арқа-арқидин һәр хил қәдәмләрни ташлап, бир тәрәптин енергийә мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн муһим тәдбирләрни йолға қойған болса, йәнә бир тәрәптин, енергийә нуқтисидин хәлқарадики мәркизи дөләт болуш нишаниға қарап тез сүрәттә илгирилимәктә. йавропа болса, русийә-украина уруши сәвәбидин еғир енергийә киризисини баштин кәчүрмәктә...

шундақ, бу хил мәсилиләрниң һәммиси түркийә авази радийосиниң һәр дүшәнбә күни тарқитилидиған «енергийә дунйаси» пирограммисида оттуриға қойулиду.

*  *  *  *

түркийә енергийә саһәсидә қандақ қәдәмләрни ташлиди? 2024-йилида немиләрниң йүз бериши күтүлүватиду? алдимиздики мусапидә қандақ қәдәмләр ташлиниду?

түркийә барлиқ деңизларда тәбиий газ бурғилаш паалийәтлирини давамлаштурмақта. дәсләпки қәдәмдә, қара деңизда 710 милйард куб метир тәбиий газ записи байқалди. пат йеқинда шәрқий ақ деңиздиму бурғилаш паалийәтлири башлиниду.

шәрқий җәнубий анадолу районида зор миқдарда нефит записи байқалди. шеһит айбүкә йалчин нефитликидин күнигә 100 миң варил нефит ишләпчиқириш пиланланмақта. шеһит әсма чәвик нефитликидин байқалған 150 милйон варил нефит записиниң қиммитиниң тәхминән 12 милйард долларға йетидиғанлиқи оттуриға қойулмақта.

түркийә қайта һасил болидиған енергийә саһәсидиму муһим қәдәмләрни ташлаватиду. түркийә електир енергийәсиниң 55 пирсәнтини қайта һасил болидиған байлиқлардин пайдилинип ишләпчиқармақта.

аққуйу йадро електир истансисиниң тунҗи реакторини кәлгүси бир нәччә ай ичидә ишқа кириштүрүш пиланланмақта. 2028 – йили башқа реакторларниңму мәшғулат башлиши билән, һәр йили 35 милйард киловат саәт ток ишләпчиқирилиду.

*  *  *  *

бу йил йеңи йадро електир истансисилириниң қурулуши йолида қәдәмләрниң бесилиши пиланлиниватиду. шундақ, енергийәдики йеңи түрләр пәқәт йадро електир истансисилири биләнла чәклинип қалмайду...

йәттә хәлқаралиқ тәбиий газ туруба линийәси түркийә арқилиқ йавропаға тутишиду. буниңдин башқа, йеңи линийәләрниң қурулушиму пәқәтла вақит мәсилиси... униң үстигә, һазирқи линийәләрниң сиғимиму пат йеқинда ашурулиду.

бу қәдәмләрни ташлаштики түп нишан, түркийәни енергйә мәркизи бир дөләткә айландуруштин ибарәт.

бу мәқсәткә йетиш үчүн, русийә билән қойуқ һәмкарлиқ орнитилди. тракйада қурулидиған енергийә мәркизи арқилиқ тәбиий газниң түркийә арқилиқ бирла мәркәздин йавропаға йәткүзүлүши пиланланмақта. бу әһвал түркийәни тәбиий газниң баһасини бәлгиләйдиған әң муһим дөләтләр қатариға киргүзиду.

түркийә түрк дунйаси биләнму енергийә саһәсидә йеңи һәмкарлиқларни орнитишни пиланлимақта. әзәрбәйҗан әрменийә ишғалийити астидики земини қарабағни азад қилди. нөвәттә зәнгәзур каридорини ечиш тиришчанлиқлири давамлашмақта. каридорниң ечилиши билән бирликтә, түркийә билән түрк дунйаси өзара толуқ туташқан болиду. бу әһвал енергийә билән тәминләш бихәтәрлики вә һәмкарлиқ үчүн нурғун пурсәтләрни елип келиду. бу арқа көрүнүштә, әзәрбәйҗандин кейин, түркмәнистан тәбиий газиниму түркийә арқилиқ хәлқара базарларға селиш мумкинчиликиниң барлиқи оттуриға қойулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر