әрдоған: пул пахаллиқини қайтидин бир ханигә чүшүримиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ишләпчиқириш, ишқа орунлишиш вә иқтисадниң ешишиға тәсир йәткүзмәстин пул пахаллиқини қайтидин бир ханилиқ санға чүшүрүшни пиланлаватқанлиқлирини билдүрди.

2083299
әрдоған: пул пахаллиқини қайтидин бир ханигә чүшүримиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 2023-йиллиқ експорт санлиқ мәлуматлирини елан қилиш йиғинида сөз қилип: «биз ташқи сийаситимизни түркийәни мәркәз қилған дунйави нәзәр билән шәкилләндүрдуқ, буниңдин қәтий қайтиш йоқ» деди.

ишләпчиқириш, ишқа орунлишиш вә иқтисадниң ешишиға тәсир йәткүзмәстин, пул пахаллиқини қайтидин бир ханилиқ санға чүшүрүшни пиланлаватқанлиқлирини тәкитлигән әрдоған: «пул пахаллиқи мәсилисини пуқраларниң күндилик турмушидин чиқириветимиз» деди.

2023-йили екиспортниң  бир алдинқи йилға селиштурғанда %0.6 ешиш арқилиқ 255 милйард 809 милйон долларға йетип, җумһурийәт тарихидики рекортни бузуп ташлиғанлиқини әскәрткән әрдоған, ийул, авғуст, өктәбир, нойабир вә декабир айлирида експорт әң йуқири  сәвийәгә йәткән айлар болғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «2023-йили 10-айға кәлгәндә йиллиқ мулазимәт експорти 99 милйард 254 милйон долларға йетип, тарихтики әң йуқири сәвийәни йаратти» деди.

2002-йили айлиқ оттуричә експортниң 3 милйард доллар икәнликини, бүгүнки күндә болса, айлиқ оттуричә експортниң 21 милйард 300 милйон долларға йәткәнликини оттуриға қойған әрдоған, (һөкүмәтниң) експорт қилғучиларни қоллашни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.

җумһур рәис әрдоған йәнә: «мәқситимиз түркийә мәһсулатлири тонулмиған вә експортчилиримиз қәдәм басмиған дөләт қалдурмаслиқтур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر