бу йилниң үчинчи чарикидә түркийәниң иқтисадий ешиши әң тез болди

түркийә бу йил (2023) ниң үчинчи чарикидә иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати (OECD) вә G20 дөләтлири арисида иқтисадий ешиши әң тез болған дөләт болди.

2071250
бу йилниң үчинчи чарикидә түркийәниң иқтисадий ешиши әң тез болди

түркийә авази радийоси хәвири: иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати вә түркийә истатистика идариси елан қилған санлиқ мәлуматларға асасланғанда, түркийәниң %5.93 лик иқтисадий ешиш нисбитини башқа дөләтләр билән селиштурғанда, йавропа иттипақи, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиға әза дөләтләр вә G20 дөләтлири арисида биринчи орунда турған.

иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиға әза дөләтләрниң иқтисадий ешиши оттуричә һесаб билән %1.7 болған. мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләр ичидә норвегийәниң иқтисадий ишиши  төвәнлигән болуп, %1.5 болған.

түркийә мушу йилниң үчинчи чарикидә иқтисадий ешиш мәлуматлири елан қилинған G20 дөләтлири арисидиму биринчи рәттин орун алди. һиндонезийә %4.9 лик иқтисадий ешиш билән иккинчи, хитай %3.2 лик иқтисадий ешиш билән үчинчи рәттин орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر