качир: тогг йавропа йоллирида қатнашқа башлайду

түркийә җумһурийити санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ качир, түркийәниң пүтүнләй токлуқ йәрлик машиниши «тогг»ниң 2025- йили йавропа йоллирида қатнашқа башлайдиғанлиқини ейтти.

2065438
качир: тогг йавропа йоллирида қатнашқа башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: министир качир белгийәниң пайтәхти бирйусселдики учришишлири җәрйанида байанат бәрди؛ у алдин заказ қилинған 20 миң «тогг»ниң мушу йилниң ахириғичә игилиригә тапшурулидиғанлиқини әскәртип: «2024 – йилиниң ахирида <тогг> йавропа иттипақиға експорт қилинидиған дәриҗигә йәткән болиду вә биз 2025 – йили йавропа йоллирида күнсери көпийиватқан <тогг>ларни көримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر