ирақ-түркийә нефит туруба линийәси ишқа кириштүрүлиду

ирақ-түркийә нефит туруба линийәси мушу һәптә ичидә ишқа кириштүрүлиду.

2045011
ирақ-түркийә нефит туруба линийәси ишқа кириштүрүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтар әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбузәбидә өткүзүлгән хәлқара нефит йәрмәнкиси вә йиғининиң ечилиш мурасимида сөз қилди.

министир байрақтар  бу йәрдә қилған сөзидә, ирақ-түркийә нефит туруба линийәси һәққидә мәлумат берип, 6 – феврал күни қаһраманмарашни мәркәз қилған түркийәниң 11 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апити вә кейин йүз бәргән кәлкүн апити сәвәбидин зийанға учриған туруба линийәсиниң  ишқа кириштүрүлүшкә тәййар икәнликини тәкитләп мундақ деди: «ирақ-түркийә нефит туруба линийәси мушу һәптә ичидә ишқа кириштүрүлиду. бу туруба линийәси арқилиқ дунйа базирини күнигә йерим милйон варил нефит билән тәминләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر