фатиһ бурғилаш парахоти «филйос-1» қудуқида бурғилаш башлиди

түркийә нефит пай чәклик һәссидарлиқ ширкити — TPAO, фатиһ бурғилаш парахотиниң қара деңиздики йеңи орни филйос- 1 қудуқида бурғилашни башлиғанлиқини елан қилди.

2044220
фатиһ бурғилаш парахоти «филйос-1» қудуқида бурғилаш башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә нефит пай чәклик һәссидарлиқ ширкити иҗтимаий таратқу суписи <X>  тики адресида деңиздики йеңи бурғилаш хизмити һәққидә учур һәмбәһрилиди.

түркийә нефит пай чәклик һәссидарлиқ ширкитиниң чарлаш нишанлири даирисидики бурғилаш хизмәтлирини тохтавсиз давамлаштуридиғанлиқи ишарәт қилинған учурда: «фатиһ филйос -1 дә! түркийәниң иптихари болған фатиһ бурғилаш парахоти қара деңиздики йеңи орни филйос -1 қудуқида бурғилашни башлиди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر