лагарде мәркизий банкиларниң пул пахаллиқиниң алдини елиш тәдбирлири тоғрисида тохталди

йавропа мәркизий банкиси (ECB) рәиси киристина лагарде, мәркизий банкиларниң өзара алақини күчәйтип, пул пахаллиқи нишаниға йетишиниң интайин муһимлиқини оттуриға қойди.

2033105
лагарде мәркизий банкиларниң пул пахаллиқиниң алдини елиш тәдбирлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа мәркизи банкиси рәиси лагарде йавропа иқтисад вә пул- муамилә мәркизи тәрипидин лондонда уйуштурулған сөһбәт йиғинида сөз қилип, пул пахаллиқини азайтишта һәл қилғуч тәдбирләрни қоллиниш билән бирликтә, оттура мәзгиллик пул пахаллиқи мөлчәриниң пүткүл җәрйан бойичә муқим турушиға капаләтлик қилиш үчүн, өзара күчлүк алақә орнитишниңму муһимлиқини тәкитлиди.

«һазир бизниңму башқа мәркизий банкиларға охшаш, пул пахаллиқиниң һәрикәтләндүргүч күчи вә узун муддәтлик икәнликини төвән мөлчәрләп қойғанлиқимизни етирап қилишимиз муһим» дегән лагарде, лекин, бу мәсилиләрни музакирә қилиш үчүн мөлчәрләш мусапилиридә пиланларға өзгәртишләрни киргүзгәнликлирини билдүрди.

мәркизий банкиларниң үнүмлүк алақә тилидин пайдилинип, қарашлирини қайил қиларлиқ шәкилдә амма билән ортақлишиши керәкликигә ишарәт қилған лагарде, сөзини давамлаштуруп: «пул пахаллиқиниң оттура мәзгилдә бизниң %2 лик нишанимизға қайтип келидиғанлиқини ишәнчлик шәкилдә оттуриға қойуш, өзлүкидин һасил болған пул пахаллиқи динамиклири (мөлчәрлири)ниң муқимлишип қелишиниң алдини елишқа йардәмчи болуш нуқтисидин, илгирики һәр қандақ вақитқа қариғанда, техиму муһим» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر