түркийәниң күндилик нефит ишләпчиқириш рекорти йаритилди

түркийәниң күнлүк нефит ишләпчиқириш миқдари түнүгүн 75 миң 522 варилға йетип, күндилик ички ишләпчиқириш рекорти йаритилди.

2020504
түркийәниң күндилик нефит ишләпчиқириш рекорти йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә нефит һәссидарлиқ ширкити иҗтимаий таратқудики адресида күндилик нефит ишләпчиқиришта рекорт йаритилғанлиқини елан қилди.

байанатта: «йеңи қудуқлар, йеңи рекортлар! биз шеһит әсма чәвик вә шеһит айбүкә йалчин нефитликидә колиған йеңи қудуқлиримиз билән ширнақ габар районида күндилик нефит ишләпчиқириш миқдарини 16 миң 188 варилға йәткүздуқ вә буниң билән түркийә тарихиниң әң йуқири күндилик ички ишләпчиқириш рекортини йараттуқ.

биз «енергийәдә мустәқил түркийә» нишанимизға қарап қәдәммуқәдәм илгириләватимиз. дөләт ичидики күндилик ишләпчиқириш миқдари 75 миң 52 варил» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر