түркийә һава йоллири ширкити йеңи рекорт йаритиш алдида турмақта

түркийә һава йоллири ширкити (THY) ниң бүгүн пиланланған йолучилар вә нөвәтчи айропилан сани билән, йеңи рекорт йаритиши күтүлмәктә.

2006068
түркийә һава йоллири ширкити йеңи рекорт йаритиш алдида турмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкитиниң баш директори билал әкши иҗтимаий алақә адресида елан қилған  байанатида, «бүгүн түркийә һава йоллири ширкитиниң тарихида тунҗи қетим күндилик йолучилар санида 300 миң йолучи чекидин ешиш алдида туримиз. пиланланған 1765 нөвәтчи айропиланимизда 309 миңдин артуқ йолучи күтүвалимиз. һейтта барлиқ мулазимәт иқтидаримизни ишқа салдуқ, һейттин кейинки қайтишита дөләт ичи нөвәтчи айропиланларниң толуш нисбити %95 тин ешип кәтти. һәммиңларға ақйол тиләймиз» дейилди.

түркийә һава йоллири ширкити  2-ийун қурбан һейттин илгири 1664 нөвәтчи айропилан билән 285 миң 877 йолучи тошуп, күндилик учуш вә йолучилар рекортини бузуп ташлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر