түркийәниң данлиқ мәһсулатлар експорти ашти

түркийәниң 1- айдин 4- айғичә болған җәрйандики ашлиқ мәһсулатлири експорти алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %7.37 ешип, 3 милйард 800 милйон долларға йәтти.

1983947
түркийәниң данлиқ мәһсулатлар експорти ашти

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул данлиқ зираәтләр, майлиқ уруқлар вә мәһсулатлири експортчилар җәмийити йанвар – апрел мәзгилидики експорт санлиқ мәлуматлирини елан қилди.

буниңға асасән, истанбул данлиқ зираәтләр, майлиқ уруқлар вә мәһсулатлири експортчилар җәмийитиниң 4-айдики екиспорти 279 милйон долларға йәткән.

4-айда түркийә миқйасидики ашлиқ санаити саһәсиниң җәмий екиспорт миқдари алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %6.93 ешип, 867 милйон 800 миң долларға؛ 1 - айдин 4- айғичә болған ашлиқ санаити саһәси експорти алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %7.37 ешип, 3 милйард 800 милйон долларға йәткән.

истанбул данлиқ зираәтләр, майлиқ уруқлар вә мәһсулатлири експортчилар җәмийитиниң 1-айдин 4-айғичә болған експорти болса, алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %15 ешип, 1 милйард 211 милйон долларға йәткән.

4-айда ашлиқ санаити мәһсулатлири әң көп експорт қилидиған алдинқи қатардики үч дөләт айрим-айрим һалда ирақ, америка қошма иштатлири вә сүрийә болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر