хәлқара пул фонди тәшкилати дунйа иқтисадиниң ешиш мөлчәрини төвәнләтти

хәлқара пул фонди тәшкилати йәр шари иқтисадиниң ешиш мөлчәрини бу йил үчүн %2.9 тин %2.8 кә, 2024-йили үчүн %3.1 тин %3 кә төвәнләтти.

1973674
хәлқара пул фонди тәшкилати дунйа иқтисадиниң ешиш мөлчәрини төвәнләтти

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара пул фонди тәшкилати «дунйа иқтисадиға нәзәр» доклатиниң 2023-йили 4-айдики санини «қийинчилиққа толған әслигә келиш» темиси астида елан қилди.

доклатта, русийә украинаға қарши башлиған таҗавузчилиқ урушидин кейин тез өрлигән тавар баһасиниң пәсәйгәнлики, әмма урушниң давамлишиватқанлиқи вә геополитикилиқ сийасий җиддийликниң йуқири икәнлики билдүрүлди.

доклатта, өткән йили (2022) %3.4 ашқанлиқи мөлчәрләнгән дунйа иқтисадиниң бу йил (2023) %2.8, 2024-йили %3 ешиши мөлчәрләнди.

хәлқара пул фонди тәшкилатиниң 1-айда елан қилған мөлчәридә, дунйа иқтисадиниң 2023-йили %2.9, 2024-йили %3.1 ашидиғанлиқи мөлчәрләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر