түркийәдә истемалчиларниң ишәнч көрсәткүчи февралда ашти

түркийәдә истемалчиларниң ишәнч көрсәткүчи февралда айлиқ нисбәттә % 4.3 ешип, 82.5 кә йәтти.

1948687
түркийәдә истемалчиларниң ишәнч көрсәткүчи февралда ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини, түркийәниң феврал ейиға мунасивәтлик истемалчиларниң ишәнч көрсәткүчи һәққидә доклат елан қилди.

доклатқа асасланғанда, түркийә истатистика оргини билән түркийә мәркәз банкиси тәрипидин һәмкарлишип елип берилған «истемал йүзлинишини тәкшүрүш» нәтиҗисиә, истемалчиларниң ишәнч көрсәткүчиниң февралда йанвар ейиға қариғанда % 4.3 ашқанлиқи ениқлап чиқилған.

алдинқи айда % 79.1 болған истемалчиларниң ишәнч көрсәткүчи бу айда % 82.5 кә йәткән.

шуниң билән, истемалчиларниң ишәнч көрсәткүчи февралда йеқинқи 23 айдин буйанқи әң йуқири сәвийәгә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر