филипс 6 миң кишини иштин бошитиду
мәркизий голландийәгә җайлашқан електроник гуруһи ширкити филипс (Philips), ширкәтниң зийан тартиватқанлиқи сәвәбидин чиқимларни азайтиш мәқситидә дунйаниң һәр қайси җайлиридики ширкәтләрдин 6 миң кишини хизмәттин бошитидиғанлиқини елан қилди.
1939771
түркийә авази радийоси хәвири: филипсниң 2022-йиллиқ мәһсулат сетишқа мунасивәтлик доклатида, мәһсулат сетиш миқдариниң төвәнлигәнликини вә 1.6 милйард йавро зийан тартқанлиқи қәйт қилинди.
доклатта, ширкәтниң 2023-йили дунйаниң һәр қайси җайлиридики ширкәтләрдин 6 миң кишиниң иштин бошитилидиғанлиқи әскәртилди.
доклатта йәнә, бу кишиләрниң 1100 ниң голландийә пайтәхти амстердам вә ейндховен шәһиридә икәнлики билдүрүлди.
филипсниң дунйада 80 миң хизмәтчиси бар болуп, 2022-йили өктәбирдә чиқимларни азайтиш үчүн 4 миң кишини иштин бошатқан иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду
министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.