рәқәмлишишниң омумлишишиға әгишип голландийә банкилири шөбилирини тақимақта

голландийәдә рәқәмлишишниң омумлишишқа йүзлиниши вә ковид-19 йуқумидин кейин, илгири йүз туранә қилинидиған ишларниң тор муһитиға көчүши билән бирликтә, нурғун банкилар тармақлирини тақашни қарар қилди.

1937146
рәқәмлишишниң омумлишишиға әгишип голландийә банкилири шөбилирини тақимақта

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәниң RTL телевизийәси голландийәдики банкиларниң рәқәмлик банка мулазимитиниң еишиши вә кишиләрниң ковид-19 йуқумидин кейин йүзтуранә иш беҗириш муһитидин йирақлишишини нәзәрдә тутуп, тармақлирини тақиветишкә башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 2000-йилларниң бешида голландийәдики банкиларниң шөбә саниниң 6100 гә йәткәнлики, нөвәттә бу санниң 420 гә чүшүп қалғанлиқи, башқичә ейтқанда, шөбә саниниң %93 төвәнлигәнлики оттуриға қойулди.

рәқәмлик банка мулазимитиниң омумлишишиға әгишип, шөбиләрдики мулазимәтләрниң көпинчисиниң тор муһитиға көчкәнликигә ишарәт қилинған хәвәрдә, бәзи шөбиләр  хизмәтлирини давамлаштуруватқан болсиму, йирақ кәлгүсидә тақалған шөбә саниниң йәниму ешип кетидиғанлиқиниң тәхмин қилиниватқанлиқиға ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر