түркийәниң әң йеңи енергийә парахоти «муқавимәт» февралда тунҗи вәзиписигә атлиниду

түркийәниң енергийә флотиниң әң ахирқи әзаси «муқавимәт» намлиқ парахот февралда (2023) тунҗи вәзиписигә атлиниду.

1936465
түркийәниң әң йеңи енергийә парахоти «муқавимәт» февралда тунҗи вәзиписигә атлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: енергийә вә тәбиий байлиқлар министирлиқиниң байанатида, қара деңизда байқалған 710 милйард куб метир тәбиий газни қуруқлуққа йәткүзүш хизмәтлириниң әң йуқири сүрәттә давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

бу даиридә, сакарийа тәбиий газ саһәсидин филйос тәбиий газ пишшиқлап ишләпчиқириш завутиға газ тошуйдиған турубилардин башқа йәнә, ғайәт зор үскүниләрниң қара деңизниң чоңқурлуқлирида вәзипә өтәватқанлиқи вә тәхминән 10 миң киши билән 50 дин артуқ парахотниң бу хизмәткә қатнишиватқанлиқи уқтурулди.

байанатта: «дунйада пәқәт 5 дөләттила бар болған бу енергийә флоти күндин күнгә зораймақта. буларниң әң ахирқи әзаси болған вә түркийә қаршилиқ көрситиш тәшкилатиниң исми билән аталған «муқавимәт» намлиқ парахот, филйос портиға ләңгәр ташлиди. су асти қурулуш парахоти дәпму билинидиған «муқавимәт» намлиқ парахот асасән су астида давамлишиватқан хизмәтләргә күч қошиду. узунлуқи тәхминән 100 метир, кәңлики 21 метир келидиған бу парахотта иккидин көп су асти машина адимини бирла вақитта хизмәткә салғили болиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر