түркийәниң мудапиә санаити бу йил йеңи екиспорт рекорти йаритишқа тәййарлиқ қилмақта

түркийә дөләт мудапиә санаити бу йил учқучисиз айропилан вә оқ-дора сетилиш миқдариниң ешиши билән, йеңи екиспорт рекорти йаритишқа тәййарлиқ қилмақта.

1921259
түркийәниң мудапиә санаити бу йил йеңи екиспорт рекорти йаритишқа тәййарлиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: мудапиә вә аләм қатниши саһәсиниң експорт санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, дөләт мудапиә санаити идарисиниң маслаштуруши билән йеқинқи йилларда намайан қилған експорт миқдари 2022 – йилидиму давамлашқан. саһәниң 12 айлиқ експорт нисбити %37.4 ешип, 4 милйард 202 милйон долларға йәткән.

әгәр бу ешиш йилниң ахиридиму давамлашқан тәқдирдә, експорт омумий соммисини 4 милйард долларға йәткүзүш нишани әмәлгә ешип, йеңи йиллиқ експорт рекорти йаритидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

түркийә мудапиә вә аләм қатниши санаитиниң екиспортида, учқучисиз айропиланлар биринчи орунға өтти.

2021 - йилиниң 11 ейида 484 милйон 600 миң долларлиқ учқучисиз айропилан експорт қилған түркийә, бу йил (2022) охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда %80 ешип, 871 милйон 500 миң долларлиқ експортни әмәлгә ашурди.

експортта әң чоң ешиш %179 билән оқ вә башқурулидиған бомба системиси болди. бу йил 443 милйон 700 миң долларлиқ оқ-дора вә башқурулидиған бомба системиси експорт қилинди.

өткән йили чәт әлләргә сатқан учқучисиз айропиланлар билән бу саһәниң експорт башламчисиға айланған байкар ширкити, утуқлирини 2022 - йилиму давамлаштуруп, биринчи орунға өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر