өктәбир айлиқ експорт рәқими ашти

түркийәниң експорти өктәбир ейида (2022) 21 милйард 328 милйон долларға йәтти.

1912326
өктәбир айлиқ експорт рәқими ашти

ү

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси вә сода министирлиқи бирликтә өктәбир ейиға мунасивәтлик вақитлиқ ташқи сода мәлуматлирини елан қилди.

буниңға асасланғанда, омумий сода системиси даирисидә, експорт соммиси өткән йилниң (2021) охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %3 ешип 21 милйард 328 милйон долларға йәткән.

експорт соммиси йанвар-өктәбир мәзгилидә өткән йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда болса, %15,4 ишип 209 милйард 394 милйон долларға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر