русийә иқтисадий чекиниш дәвригә қәдәм қойди

русийә иқтисади бу йилниң үчинчи чарикидә бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %4 төвәнләп чекиниш басқучиға кирди.

1907278
русийә иқтисадий чекиниш дәвригә қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси истатистика идариси, бу йилниң үчинчи чарикигә мунасивәтлик ички ишләпчиқириш омумий қиммити санлиқ мәлуматлирини елан қилди.

буниңға асасән, бу йилниң иккинчи чарикидә алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %4.1 төвәнлигән русийә иқтисади, үчинчи чарикидә %4 төвәнлиди. шундақ қилип, русийә иқтисади уда икки чарәк арқа – арқидин төвәнләп, иқтисадниң чекиниш басқучиға кирди.

русийә иқтисадий тәрәққийат министирлиқи, дөләт  иқтисадиниң бу йил %2.9 төвәнләйдиғанлиқини мөлчәрлигән болса, русийә мәркизи банкиси иқтисадниң %3 билән %3.5 арилиқида төвәнлишини тәхмин қилмақта.

ғәрб әллири, 24-февралдин буйан давамлишиватқан украина уруши сәвәбидин русийәниң болупму енергийә вә пул-муамилә саһәсигә кәк даирилик җаза йүргүзмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر