пакистан русийәдин буғдай сетивелиш пиланини мақуллиди

пакистан русийәдин 300 миң тонна буғдай импорт қилишқа тәййарлиқ қилмақта.

1900287
пакистан русийәдин буғдай сетивелиш пиланини мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулири, пакистан кирим вә малийә ишлири министири исақ дар башчилиқидики иқтисадий маслаштуруш комитетиниң русийәдин 300 миң тонна буғдай импорт қилиш пиланини тәстиқлиғанлиқини, пакистанниң русийәдин сетивелинидиған буғдайниң һәр бир тонниси үчүн 372 доллар төләйдиғанлиқини хәвәр қилди.

игилинишичә, буғдай 1-нойабирдин 15-йанварғичә болған арилиқта йөткилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر