русийә түркийә русийәниң әң муһим тәбиий газ импорт қилғучилириниң бири

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков, түрк еқими тәбиий газ туруба линийәсиниң нөвәттики сиғимини ашурулуши үчүн муһим йошурун күч барлиқини оттуриға қойди.

1897552
русийә түркийә русийәниң әң муһим тәбиий газ импорт қилғучилириниң бири

түркийә авази радийоси хәвири: байанатчи песков пайтәхт москвада мухбирларға байанат берип, түркийәниң русийәниң әң муһим тәбиий газ импорт қилғучилириниң бири икәнликини, түркийә билән росийәниң түрк еқими тәбиий газ туруба линийәси арқилиқ өзара тутишидиғанлиқини тилға елип: «түрк еқими зөрүр тепилғанда сиғимини ашуруш йошурун күчигә игә» деди.

у, түркийәниң ғәрб дөләтлиригә охшимайдиған позитсийәсини сақлап, мурәссәчилик қилиш пурситигә игә болғанлиқини тәкитләп: «түркийә дөлитимиз билән болған сода вә иқтисадий мунасивәтләрдә өзиниң дөләт мәнпәәтини нәзәрдә тутуп, ғәрбниң имбарго сийасәтлиригә қетилмиди. бу һәм түркийә хәлқигә,  һәм икки тәрәплик мунасивитимиз үчүн пайдилиқ» деди.

түркийә билән русийә оттурисидики тәбиий газ йөткәш мәсилисигә мунасивәтлик сөһбәтләрниң давам қиливатқанлиқини билдүргән песков: «көп хил қирлиқ һәмкарлиқлар даимлиқ алақидин дерәк бериду, шуңа биз түркийә сөһбәтлишишни давамлаштуруватимиз вә буниңдин кейинму шундақ қилишни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә, түркийәдә тәбиий газ мәркизи қуруш пиланиниң тәпсилатлириниң айдиңлаштурулғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر