баһама байриқи есилған «Artania» намлиқ сайаһәт парахоти аланйаға йетип кәлди
баһама байриқи есилған «Artania» намлиқ сайаһәт парахоти анталйаниң аланйа наһийәсигә йетип кәлди.
түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәниң мейс шәһридин йолға чеқип аланйа портиға ләңгәр ташлиған парахотта көпинчиси германийәликләрдин тәшкил тапқан 835 йолучи вә 500 хадимниң барлиқи билдүрүлди.
таможна рәсмийәтлиридин кейин парахоттин чүшкән бәзи йолучилар аптобуслар билән өрән харабиликлиригә елип берилди. йәнә бәзи йоличилар аланйа базири вә шәһәр мәркизидә вақит өткүзүшни таллиди.
«Artania» намлиқ сайаһәт парахотиниң кейинки бекитиниң родос болидиғанлиқи уқтурулди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи йиллиқ нисбәттә % 4.3 ашти.