норвегийә газини полшаға еқитидиған балтиқ турубба линийәси мәшғулат башлиди

норвегийә тәбиий газини данийә арқилиқ полшаға тошуйдиған «балтиқ деңизи тәбиий газ туруба йоли»дин газ йөткәш башланди.

1887156
норвегийә газини полшаға еқитидиған балтиқ турубба линийәси мәшғулат башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: полшаниң «газ – сйстем» ширкити байанат елан қилип, норвегийә тәбиий газини данийә арқилиқ полшаға йәткүзүш 1 - өктәбирдин тартип рәсмий башланғанлиқиға ишарәт қилған һалда: «бүгүн у тарихий күн! балтиқ турубисидин газ йөткәш башланди» дегәнләрни қәйт қилди.

норвегийәдин полшаға йилиға 10 милйард куб метир тәбиий газ тошуйдиған бу туруба йоли 27-сентәбир дә хизмәткә кириштүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر