йапонийә русийәдики тойота завутини тақиди

йапонийә аптомобил ширкити тойота русийәдики завутини тақиди.

1884594
йапонийә русийәдики тойота завутини тақиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә санаәт вә сода министирлиқиниң байанатида, тойотаниң сайнит петирсбург шәһиридики завутини тақиғанлиқи билдүрүлди.

ширкәтниң завут хадимлириға болған мәсулийәтлирини ада қилидиғанлиқи вә русийәдә аптомобил сетиштин кейинки қошумчә мулазимәтлирини давамлаштуридиғанлиқи уқтурулди.

русийәниң «коммерсант» гезитиниң бу һәқтики хәвәрлиридә, тойотаниң русийә базиридин чекинмигәнлики, лекин ишләпчиқириш үчүн керәклик запчасларни тәминләштә қийинчилиққа дуч кәлгәнлики сәвәбидин завутни тақашни қарар қилғанлиқи билдүрүлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر