истанбул айродороми күндилик 1351 учуш  қетим сани билән йавропа бойичә биринчи болди

истанбул айродороми 5 – сентәбирдин 11 – сентәбир күнигичә болған җәрйанда күндилик 1351 оттуричә учуш  қетим сани билән йавропа айродоромлири ичидә биринчи болди.

1879282
истанбул айродороми күндилик 1351 учуш  қетим сани билән йавропа бойичә биринчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа һава йоллири бихәтәрлик тәшкилати <EUROCONTROL> ниң учуш доклатиға асасланғанда, истанбул айродороми йавропадики әң ават айродромлар ичидә биринчилик орнини сақлап қалған.

аммиви авиатсийә баш идариси <(SHGM> ниң иҗтимаий алақә һесабатида елан қилинған байанатида, «2022 - йили  - айниң  5 - күнидин 11 - күнигичә болған арилиқта, истанбул айродороми күнигә тәхминән 1351 учуш  қетим сани билән йавропа бойичә әң ават айродором болди. истанбул айродроми әң ават 5 айродором ичидә 2019 - йилдики сәвийәсидин %7 һалқиған бирдинбир айродором болушни давамлаштурмақта» дейилди.

истанбул айродоромидин кейин, күндилик оттуричә учуш қетим сани  1320 болған амистердам шипол айродроми иккинчи болди.

париж чарлез дегол айродороми 1260 учуш қетим сани билән  үчинчи болди.

тизимликтә орун алған фиранкфорт айродроми болса, 1159 учуш қетим сани билән төтинчи, лондон хисров айродороми 1115 учуш қетим сани билән бәшинчи болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر