түркийәниң йәрлик аптомобил тәшәббуси гуруһи (Togg) йеңи һәмкарлиқ келишими имзалиди

түркийәниң йәрлик аптомобил тәшәббуси гуруһи (Togg) йумшақ детал ширкити «Smart_IX» билән сода һәмкарлиқ келишими имзалиди.

1873396
түркийәниң йәрлик аптомобил тәшәббуси гуруһи (Togg) йеңи һәмкарлиқ келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң йәрлик аптомобил тәшәббуси гуруһи (Togg) ишләткүчиләр тәҗрибиси саһәсидә сүний идракниң йардимидә һәл қилиш чариси билән тәминләйдиған йумшақ детал ширкити «Smart_IX» билән сода һәмкарлиқ келишими имзалиғанлиқини елан қилди.

түркийәниң аптомобил тәшәббуси гуруһи (Togg)  ниң рәсмий тивиттер һесабида һәмбәһирләнгән  учурида бу һәқтә, «ишләткүчиләрниң тәҗрибиси саһәсидә сүний идракниң йардими арқилиқ һәл қилиш чариси билән тәминләйдиған йумшақ детал ширкити «@SMART_iX» билән орнатқан истратегийилик һәмкарлиқимиз сайисида һәрикәтчан екологийилик системимизни кеңәйтмәктимиз. «әқлий турмуш» мулазимитимизниң бихәтәр, тез вә муһит асрайдиған болушини ишқа ашурмақтимиз» дейилди.

түркийәниң йәрлик аптомобили(Togg) ниң 29-өктәбирдә завуттин йолларға чиқиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر