алҗирийәдин истанбулға қатнайдиған нөвәтчи айропиланларниң сани көпәйтилди

алҗирийәдин истанбулға қатнайдиған һәптилик нөвәтчи айропиланларниң омумий сани әслидики 7 дин 14 кә чиқирилди.

1866937
алҗирийәдин истанбулға қатнайдиған нөвәтчи айропиланларниң сани көпәйтилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийә қатнаш министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, пайтәхт алҗирийәдин башқа йәнә, аннаба, константин вә ваһран (оран) қатарлиқ шәһәрләрдин истанбулға қатнайдиған һәптилик нөвәтчи айропиланларниң омумий сани әслидики 7 дин 14 кә чиқирилған.

бу қәдәмниң пирезидент абдулмәҗид теббунниң авиатсийә тиранспортини тәрәққий қилдуруш қарари даирисидә ташланғанлиқи тәкитләнгән байанатта йәнә, тунис вә қатарға учидиған айропиланларниңму көпәйтилгәнлики билдүрүлгән.

байанатта, алҗирийәдин пил чиши қирғиқи, буркина фасо, нигер вә малиға учидиған айропиланларниң рәткә селинидиғанлиқи вә сенегалға қошумчә айропилан орунлаштурулидиғанлиқи уқтурулған.

пирезидент абдулмәҗид теббун 31 - ийулдики байанатида, түркийәниң алҗирийәдики әң муһим мәбләғ салғучиларниң бирси икәнликини тәкитләп, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң ортақ тарихий риштиләрниң намайәндиси икәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر