истанбулға алтә айда 6 милйон 755 миң чәт әллик сайаһәтчи кәлди
истанбул валийси әли йәрликайа, истанбулға алтә айда 6 милйон 755 миң чәт әллик сайаһәтчи кәлгәнликини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: истанбул валийси әли йәрликайа, истанбулни ийунда 1 милйон 470 миң 586, бу йилниң алдинқи алтә ейида 6 милйон 755 миң 300 чәт әллик сайаһәтчиниң зийарәт қилғанлиқини елан қилди.
истанбул валийси йәрликайа иҗтимаий таратқудики адресида, ийун ейи вә 2022 – йилиниң алдинқи алтә истанбулға кәлгән чәт әллик сайаһәтчиләр саниға мунасивәтлик учурларни ортақлишип: «мәдәнийәт, тарих вә сайаһәтниң мәркизи истанбулимизға ийун ейида кәлгән чәт әллик сайаһәтчи сани 1 милйон 470 миң 586 болди. бу йилниң алдинқи 6 ейида шәһиримизгә кәлгән чәт әллик сайаһәтчи сани 6 милйон 755 миң 300. меһманлиримизниң тәңдашсиз истанбулимизға келишини күтмәктимиз» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду
министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.