түркийә TOGG ни синақ ишләпчиқиришни башлиди
бурсадики гәмлик машинисазлиқ завутида түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили — тогг (TOGG)ни синақ ишләпчиқириш башланди.
түркийә авази радийоси хәвири: «тогг» тивиттердики рәсмий адреисида байанат елан қилип, гәмлик машинисазлиқ зуватида синақ ишләпчиқиришниң башланғанлиқини, сода министири мәһмәт мушниң синақ һәйдәш паалийитигә қатнашқанлиқини уқтурди.
ишләпчиқириш җәрйани вә министир муш аптомобилни синақ тәриқидә һәйдәватқан син көрүнүшигиму орун беирлгән байанатта: «бу айлиқ рәһбәрлик һәйити йиғинимизни синақ ишләпчиқириши башланған гәмлик машинисазлиқ завутида ачтуқ. йиғинимиздин кейин завутимизни зийарәт қилған сода министиримиз мәһмәт муш билән бирликтә кеңәш йиғини вә синақ һәйдәш паалийитини ишқа ашурдуқ» дегән ибариләргә орун берилди.
йәнә бир тәрәптин , тогг завутиниң 29-өктәбир түркүмләп ишләпчиқиришқа тәййар һаләткә келиши күтүлмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду
министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.